Кейинки вақитларда қиш күнлири әжайип иссиқ, күз пәслиниң пүтмәс бир давамиға айлинип кәлмәктә. Буниңдин бираз жиллар илгири қиш пәслиниң қәһәрлик соғларға бай, қарға болса мәрт екәнлигини байқаттуқ. Ләпилдигән қелин қарға қарап бәһриман болуп, ушшақларниң қар бовайни ясап, өй көрмәй ойнайдиғиниға хошал болидиған заманлар суслашти. Қарниң қелин яққинидин болса керәк, авал һазирқи күнләрдики түрлүк-түмән ағриқларниң толисини билмәттуқ. Чоңларниң «Қишниң қиш болғини яхши» дегән сөзлирини аңлап, кичиклигимиздин «үч ай қиш болмай башқа немә болиду?», - дәп күлгән болсақ, чоңқур мәнасиниң түвигә жиллар өткәнсери йетидекәнмиз. Қишниң һазирқи иссиқлирида кичик балиларни сиртқа чиқирип ойнитип киришниңму өзи бир синақ. Авалқи ушшақлар ишт қатирайдиған соғларда чана тейилип, чока музларни йәп, услуқ бесип, мит қилмай жүргән болса, һазирқи ушшақларниң қолидики янфонини тартивелип, тоңлатқучниң йениға апирип, униң ағзини бир ечип япидиған болсақла, шу заман йөтилип қелиши мүмкин екәнлигини билип, талағиму ойлинип чиқиридиған болдуқ. Бурун, қәһритан айлириниң соғлирида қелин жуга, узун пиймиларни кийип, қиш мәнзирилиригә ашиқ болуп жүргән болсақ, һазир худди Норуз мәйрими алдиратқандәк, қишлар жугач-жумшақ өтмәктә. Униң үстигә қарниң аз йеғиши бийилқи һосул мәвсүми билән адәм саламәтлигигә өз тәсирини тәгдүрмисә болди дегән ойларму нурғунлиримизни толғандурмақта. Һава райи туруп-туруп һәйранға селип, қәһәрлик соғлар бирдинла иссиқларға алмишип, көпчиликниң мүжәз-хулқини хелә астин-үстүн қилмақта. Әлвәттә, соғ илдам өтүп, иссиқларниң кәлгинини барлиғимиз тақәтсизлик билән күтимиз. Амма қишниң дәл оттурисида әмәс. Һәр бир пәсил өзигә лайиқ иссиқ-соғни сақлалмиса, ажизлиқ, баш ағриқлириниң ойғиниши, адәм балисиниң қан қисимлирини өзгириши вә умумий тәң-пуңлуқниң йоқилишиға сәвәп болуши еһтимал.