Мошу жилиниң 3 январь күни туюқсизла қизимиз Чонжа йезисиниң турғини Василова Гүлшаһирәм күтүлмигән йәрдин қаттиқ ағрип, биз уни наһийәлик ағриқханиға йәткүзүшкә мәжбур болдуқ. Есини бир билип, бир билмәй қалған Гүлшаһирәмниң ағриқханидин сақийип чиқишини жан дили билән тилигән ата анисиниң, уруқ-туққанлириниң, қериндашлириниң қандақ әһвалда болғини бир өзлиригила аян. Биринчи Алланиң, иккинчи Уйғур наһийәлик ағриқханиниң тибиий хадимлириниң тез һәрикитиниң арқисидинла қизимиз Гүлшаһирәм аман қалди. Уни иккинчи қетим туғулди десәкму болиду. Кечә-күндүз тинмай әмгәк қилған ағриқхана хизмәткарлири, жүмлидин ағриқханиниң башчиси Байшеркешов Мақсут Ермекалиоғлиға, пәрзәнтхана бөлүминиң баш дохтури Плотников Михаил Михайловичқа, баш дохтурниң орунбасари Рашидов Әнвәр Беделжаноғлиға,хирургия бөлүминиң баш дохтури Тохтахунов Бәхитжан Ильяс оғлиға, жан сақлаш бөлүминиң баш дохтури Әбиш Еркингә, акушер гинеколог Маркабаева Ақмарал Кушкенбайқизиға, реаниматолог Вахидинов Ядикар Ялқунжаноғлиға, қан топи бөлүминиң дохтури Хусунова Гүлдариғаға шундақла пәрзәнтхана, жан сақлаш, хирургия бөлүмлириниң һәмширә вә санитарлириға ейтар алқишимиз чәксиз. Болупму тохтап қалған жүрәкни яңливаштин ишләш һалитигә кәлтүргән Михаил Плотниковқа апирин! Сиз әжайип хисләтлик, хасийәтлик дохтурсиз, демәкчимиз.
Ейтмақчи, Гүлшаһирәм 26 декабрь күни айиғи йоруп, дунияға Шахрина исимлиқ қизчақни елип кәлгән еди. Бу күндә сәбисини бағриға басқан ана аилисигә теч аман қошулуп,хатиржәм яшимақта.
Һәммиңларға зор саламәтлик, аиләңларға хатиржәмлик, мәшәқәтлик ишиңларға чоң утуқлар тиләймиз!
Изгү тиләк билән: Илахуновлар вә Сейитовлар әвлатлири.