Уйғур наһийәсидики йәттә қәвәт йәрниң астидин чиқидиған иссиқ сүйи, дунияға мәшһур Чарин чатқаллиғи, ерәнзарлиғи, қисқиси, көрсә көз тоймайдиған тәбиити бар дияримиздин қиш-яз туристларниң айиғи үзүлгән әмәс. Шу җүмлидин йеқинда наһийәдә Алмута вилайәтлик туризм башқармиси билән Алмута вилайитиниң туристик әхбаратлиқ мәркизиниң уюштуруши билән қишлиқ туристик мәвсүмниң ечилишиға беғишланған форум болуп өтти.
Қишлиқ туристик мәвсүмниң ечилишиға беғишланған бу чарә-тәдбиргә туризм саһасиниң вәкиллири: чоң туроператорлар, Қазақстан Җумһурийитиниң вилайәтлик туризм башқармисиниң рәһбәрлири, Алмута вилайитиниң туристик әхбаратлиқ мәркизи билән «НК Kazakh Tourism» акционерлиқ җәмийитиниң вәкиллири қатнашти. Форумниң мәхсити – карантин пәйтидә туризм саһасида орун алған чоң-кичик мәсилиләрни һәл қилип, әһвални әслигә кәлтүрүшниң йоллирини қараштурушқа қаритилди.
«Дүгләк үстәл» әтрапида уюштурулған форум давамида Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий стандартлириға мувапиқ хизмәт көрситидиған орунларниң хизмәт сүпитигә бағлиқ курслар, «2021 — 2025-жилларға беғишланған тиҗарәтчиликни тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ миллий лайиһә» мавзусидики дөләт хадимлириға беғишланған тренинглар вә «НК Kazakh Tourism» акционерлиқ җәмийитиниң туризм саһасини рәқәмләштүрүш бойичә семинари өтти...
Форумда Қазақстанниң хәлиқара базардики риқабәткә қабиллиғини күчәйтиш, коммуникацияни яхшилаш, әл ичидә бирләшкән чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашуруш үчүн Алмута вилайитиниң барлиқ регионлуқ туристик әхбаратлиқ мәркәзлириниң бешини қошуш мәсилилири муһакимә қилинди. Қатнашқучилар бирләшкән лайиһиләрни әмәлгә ашуруш үчүн һәмкарлишиш меморандумиға қол қойди.
Рәсмий мәлуматларға асаслансақ, Алмута вилайитидә 2021-жилниң 9 ейида алаһидә қоғдилидиған тәвәләргә кәлгүчиләрниң умумий сани 776 707 адәмни тәшкил қилди. Мониторинг мәлуматлири бойичә, 2021-жилниң 10 ейида көрситилгән хизмәт көләми 14 273,9 миллион тәңгә әтрапида. Мана шуни етиварға алған форум қатнашқучилири көрсәткүчләрни техиму көпәйтиш бойичә өз тәклип-пикирлирини оттуриға қойди. Болупму Алмута вилайитиниң туристик әхбаратлиқ мәркизиниң «ҚҖниң туристик әхбаратлиқ мәркәзлириниң Ассоциациясини қуруш» тоғрилиқ тәкливи көпчиликни қизиқтурди.
Сабирәм Әнвәрова,
«Уйғур авази»